Мениң бу соалнамә вә Ashes to Ashes, Dust to Side Chicks һөжжәтлик лайиһини башлишимниң сәвәви толиму шәхсий, чүнки мениң ата-анам өз дөлити йоқ адәмләр қатариға кириду.
Мән бар вужудум билән мениң үчүн «өй» сөзи немини билдүридиғанлиғини чүшинишкә тириштим, һәтта «хаталиқ өзәмдинму» дегән пәйтлиримму болди, бу чигич ойларниң ақиветидә кимлигимни, немә үчүн бу йәрдә екәнлигимни вә һәқиқәтән мени ениқлиғучи нәрсә немә екәнлигини чүшүнип йетишимға жиллар һажәт болди. Мәнсүплик һиссият, мениңчә, әң асасий сезимларниң биридур. Чоң болғансери, өзәмниң йеганилиғимни байқаш, дәл мениң үчүн мунасип қутиниң йоқлиғи мени толиму әпсусландуратти.
Лекин худди мошу җәриянни бешидин өткүзиватқан көплигән инсанлар бар. Бу бизниң авазимизни һеч инавәткә алмайдиған пәқәтла бийликкә асасланған чоң баянлардур.
Мениңчә болғанда, һазирқи замандики өзлүк һәққидә ейтқанда, көплигән ақ дағлар мәвҗуд. Бәзән, бизниң өз-өзимизни чүшинишимиз өзгәрсиму, бирақ институт вә системиларниң ишләш усуллири өзгәрмигән. Бу соалнамә тәтқиқатимни чоңқурлаштуриш вә шундақла бехәтәр йәрдә өз һекайилирим билән ортақлишиш имканийитидур.
Пәрәз қилишимчә, бу сайтда мурәккәп вә арилишип кәткән кимлик һәққидә көпчилик болуп пикир-мулаһизә қилишимиз үчүн, ортақлашқан һекайиләрни җайлаштурмақчимән. Пәқәт өзиңиз халиған соалларға яки уларға қисмән җавап беришиңиз, шуниң билән биллә, әгәр халисиңиз, соалнамә аноним түрдә болиши мүмкүн.
Қатнашқиниңиз үчүн чоң рәхмәт!