сәпиридин видео
сәпиридин фотосүрәт
сәпиридин мәтинләр
[under construction]
Тонушиң, бу Мәркизий Азийәниң қәйәридәдур яшайдиған вә пәқәт Достоевский билән Бейонседин үгәнгән рус вә инглис тиллирида сөзләйдиған Интизор

У өзиниң харезмлик-уйғур йилтизлириға қилидиған сәпиридә өзи безар болған миллийлик ғаясини өлтирип, хатирҗәмлик тепишни реҗалиштиргән
Өзлигини тонуш, өз йилтизлирини издәш вә азрақ Бейонсе һәққидә
роуд-муви (йол фильми) жанрида
лентиға чүширилгән һөҗҗәтлик фильмдур
Мениң исмим Интизор. Бу ялғуз мәвҗуд нәрсә, чүнки мән һеч бир милләткә мәнсуб әмәсмән.

Мениң дадам һазир рәсмий мәвжуд болмиған, Совет Иттипақи түпайли өзбәкләр тәркивигә сиңип кәткән харезм хәлқигә мәнсүп; мениң анам чақалиқлиғида өз вәтинидин қечишқа мәжбур болған, Хитайдики геноцид түпайли өзини йәнә көпрәк әйипкар һесаплайдиган уйғур. Хуллас, 1995 йилда Өзбекистанда дуняга кәлгинимдә, мәнсүплик хаватири мени чәкләп өтидиғанға охшарди.

Лекин кейин, балилиқ чегимда, биз Қазақстанға көчтик. Һәҗҗәтләрни рәсмийлиштиргәндәги муаммиләр, ата-анамниң ажришиш тахдити сәвәптән өй мениң үчүн мираж болуп қалидиғанини чүшәндим.

Мән аңлиқ рәвиштә ата-анамниң тили вә әнъәнилирини үгәнмәстин, рус вә инглис мәдәнйети билән йеқин алақидә болдум. Һәтта бу фильмниң нами — Бейонсе альбомидин елинған сөзләр, чүнки униң һәсритини тиңшап, өз дәрдим һәққидә ойлашни башлидим.

Өзәмни Бейонсе тәрәпидин колонизация килинишимға йол беришим — һазирғичә қобул қилинған әң яхши қарарлиримдин биридур.

Мениң пикримчә, өзиңизни колонизация қилдирғандин кейин һәққиқий азатлиққа егә болисиз. Бу һәзилгә охшаш аңлиниду, лекин һәққиқәтән һәм милләткә вә мәмликәткә мәнсубликкә җиддий нәзәр билән қараш маңа ғәлитә туюлиду.

Узақ вақит давамида өзәмниң һеч бир йәргә мәнсуб әмәслигим, өтмиш һеч мени тәъқиб әтмәслиги аддий бир һаләткә өзәмни ишәнтиришкә һәрикәт қилдим. Һалбуки өтмиш бир сайә екән, у сени һеч қачан тәрк әтмәйду.

Шу сәвәпли сәпәргә чиқишқа қарар қилдим вә йолумда учриған адәмләргә уларниң миллити вә келип чиқиши һәққидә соаллар береркәнмән, ата-анамниң өйлиригә: Хитайниң Қазақстан билән чегарисидин та Өзбәкстанниң Туркмәнстан билән чегарисигичә йол алдим.

Мениң асасий мәхситим өз мәмликити йоқ адәмләр һәққидә сөз қилиштур.

Давам қиливатқан геноцид бу пәқәтла, 200 мәмликәт бар екән, 3000 этник топ мәвжуд болиши мүмкин дәйдиған «дуня мәнтиқиниң» һәддин ташқири нәтижисидур.

Қулчилик қачанлардур қануний еди. Мениң эгоистик пикримгә көрә, бу мәмликәтләргә һәм тәллуқли болиши керәк. Бу көзқаришим түпәйли мени анархист дәп аташти, лекин бу пикр нәпәқәт мениң мийәмдин, бәлки пүтүн вужудимдин яралди.

Мән милләтчиликтин, аҗритиштин, байрақлардин, чегарилардин, соғақ йоған ядкарликлардин, қан билән яратилған тарихлардин, адәмләр исмимни аңлиғандин кейин «Миллитиң ким?» дегән сорақтин қорқимән.
Мән сүкүт сақлаш түпәйли ханидики пилниң монстрға айлиниватқанлиғини, һәммисиниң җараһитини сезимән.

Мән адәмләр билән сөһбәтләшкәндә, мениң этник мәнсублигимни тепишлирини сораймән.

Тоғра җавап тепиш мүмкин болмиған бу соалға адәмләрниң инкаси мениң бәдиий қол һәрәкәтлирим вә има-ишарәтлирим арилишип кетиду.

Фильм, улар үчүн қолайлиқ шараитлар яратқан һалда, мәмликити йоқ азчилиққа мөлҗәллингән болиду, чүнки улар мениң өтмишим һәққидә пикир жүргизип, қисқа инкаслар қилиши яки өз тарихлириға чөкүш, шу арқили йәнә көзгә көринәрлик болушлири мүмкин.

Colonizing
myself by Beyonce
is one of the best choices I’ve
made so far.
'
Мән һәр қачан Йеңи йил нахшилирини яқтуримән, лекин уларниң йил давамида қисқа бир муддәт тиңшиғандин кейин худди ташлавәткәндәк, тиңшалмай, эътибарсиз қалдириши адәләтсизликтәк туюлиду

Мән уларни йил бойи тиңшаймән вә сөйүшүм шу қәдәрки, уйғурчә Йеңи йил нахшисини яритишқа қарар қилдим
Mariah Carey—All I Want For Christmas Is You
Ariana Grande—Santa Tell Me
Destiny's Child—8 Days of Christmas
Paul McCartney—Wonderful Christmastime
Judy garland—Have Yourself A Merry Little Christmas
Я вижу тебя только раз в году, это странно
Но если так комфортнее для тебя, Санта дедушка
Как ты поживаешь? Я была такой хорошей
Честно, не понимаю зачем, ну да ладно

Не нужны никакие подарки в это Рождество
У меня всего достаточно, нет, даже не нужны милые свечи
Не попрошу о шоу из снега и льда
Санта дедушка, климатический кризис не твоя вина

Ждать чудес это мой стиль из прошлого, когда я была маленькой
Но так как это социально приемлемо просить тебя о вещах (вещах)
Другими словами чтобы поддержать Рождества дух (дух)
О, у меня есть лишь одно желание

Санта дедушка, можно мне хотя бы маленький кусочек земли?
У всех вроде есть, не такая уж большая проблема, фа-ла-ла-ла
Хоть и запутанно: есть место что могу назвать своим, но также не могу
Что-то не так со мной или может с миром, фа-ла-ла-ла

Романтические отношения переоценены
На одежде кровь современных рабов
Устала от повышений по работе и капитализма в целом
Ничто не заставит мои глаза гореть кроме

Santa buva, hech bolmiganda kichikinne Vetyan bolamdu?
Hemme ademde Vetyan bar, bu uncha chon masile emyasku, fa-la-la-la
Men Vetyan dep ataydigan yer bar, birak men uni Vetyan dep atalmaymyan.
Yaki mende bolmisa duniyada chushenmeslik barmu? Fa-la-la-la
Hazir yana rus tilida takrilayman

Санта дедушка, можно мне хотя бы маленький кусочек земли?
У всех вроде есть, не такая уж большая проблема, фа-ла-ла-ла
Хоть и запутанно: есть место что могу назвать своим, но также не могу
Что-то не так со мной или может с миром, фа-ла-ла-ла

Издинишида иштирақ етиш
Мениң бу сорақнамә вә «Ashes to Ashes, Dust to Side Chicks» һөҗҗәтлик лайиһани башлишимниң сәвәви җиддий шәхсий, чүнки мениң ата-анам өз дөлити йоқ адәмләр арисиға кириду.

Мән бар күчим билән мән үчүн өй немини аңлитишини чүшинишкә һәрикәт қилдим, һәтта мениң өзәмдә немидур натоғра, дәп ойлиған пәйтлирим һәм болди ахири ақиветидә кимлигимни, немә үчүн бу йәрдә екәнлигимни вә һәқиқәтән мени ениқлиғучи нәрсә немә екәнлигини чүшүнип йетишимға йиллар керәк болди.

Мәнсублик һисият, мениңчә, әң асасий һислардин биридур. Өскәнсири, өзәмниң қайғулиқ екәнлигимни қайта вә қайта кәшп қилиш, мениң үчүн қути йоқлиғини аңлаш мән үчүн әпсуслинарлиқ еди. Лекин худди шу җәриянни бешидин кәчүрүватқан көп инсанлар бар. Бу пәқәтла күчкә асасланған вә бизниң авазимизни һеч бир әмәлгә ашуралмайдиған чоң идеология.
Һазирқи дәвирдики мәнсуплик һәқидә сөзлигинимиздә, көплигән ақ дағлар мәвҗуд, дәп һесаплаймән. Бәъзән, бизниң өз-өзимизни аңлишимиз өзгәрсиму, институт вә системиларниң ишләш усуллири өзгәрмигәнгә охшайду.

Бу сорақнамә әйни заманда издинишлиримни чоңқурлаштуриш йолидики орнини вә бехәтәр йәрдә өз һекайилири билән ортақлишиш имканиятидур. Мөлҗәлишимдә, мән бу сайтда мурәккәп, арилаш мәнсупликләр һәқидә коллектив тәриздә пикр-мулаһаза қилишимиз үчүн, ортақлашқан һекайиләрни җайлаштирмақчимән.

Пәқәт өзиңиз халиған соалларға яки уларға қисмән җавап беришиңиз, шу билән биргә, әгәр сиз халисиңиз, сорақларға аноним тәриздә болиши мүмкин.

Иштирақиңиз үчүн чоң рәхмәт!
Издинишида иштирақ етиш
Ashes to Ashes, Dust to Side Chicks (с) 2021 — 2027

web design by undash crew